талибан, намини вә һоқуқини суйиестимал қилған 4350 әзасини тазилиди

талибан вақитлиқ һөкүмити афғанистанда 4350 әзасини иштин бошатти.

1782707
талибан, намини вә һоқуқини суйиестимал қилған 4350 әзасини тазилиди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмити дөләт мудапиә министирлиқиға қарашлиқ сәпни тазилаш комитети башлиқи лутфуллаһ һакимий ахбаратқа бәргән байанатида, талибанниң намини вә һоқуқини суйиистемал қилған талибан әзалирини иштин бошитиш һәрикитиниң тамамланғанлиқини ейтти.

лутфуллаһ һакимий йеқинқи 5 ай ичидә 4350 талибан әзасиниң иштин бошитилғанлиқини билдүрүп, улардин 135 нәпириниң қануний йешиға тошмиған өсмүрләр икәнликини билдүрди.

лутфуллаһ һакимий бу арқилиқ  талибан сәплириниң начар кишиләрдин тазиланғанлиқини ейтти.

вәзиписидин елип ташланған талибан әзалири ичидә террорлуқ тәшкилати даеш билән алақиси болғанларниң барлиқини әскәрткән һакимий, уларниң сотқа тапшурулғанлиқини тәкитлиди.

мәзкур кишиләрниң иштин бошитилиши билән, талибан әзалири саниниң қанчилик азайғанлиқи намәлум.

йәнә бир тәрәптин, талибан вақитлиқ һөкүмитиниң йеңи армийә қуруш хизмити давамлашмақта.

талибан дөләт мудапиә министирлиқи бу һәқтә 10-декабирда (2021) йеңи армийә қуруш хизмәтлириниң башланғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر