лаворв блинкенниң тәклипини қобул қилди

русийә дипломатийә министири сергей лавров америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң йавропада көрүшүш тәклипини қобул қилди.

1780814
лаворв блинкенниң тәклипини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, русийә дипломатийә министири сергей лавровниң америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкенниң йавропада көрүшүш тәклипини қобул қилғанлиқини билдүрүп мундақ деди: «министир блинкен, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә қилған сөзидә, киризисни һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң дипломатийә вә дийалог икәнликигә ишәнгәнликимиз үчүн, алдимиздики һәптә русийә дипломатийә министири сергей лавров билән йавропада көрүшүшни тәклип қилғанлиқини билдүрди. дәрвәқә, русийә тәрәпму, келәр һәптә ахириға тоғра келидиған шәкилдә көрүшүш тәклипигә иҗабий инкас қайтурди. бизму русийәниң украинани ишғал қилмаслиқ шәрти билән қобул қилдуқ. әгәр русийә алдимиздики күнләрдә украинани ишғал қилса, дипломатийә мәсилисидә һечқачан сәмимий әмәсликини намайән қилған болиду.»

у йәнә, америка қошма иштатлириниң иттипақдашлири вә һәмраһлири билән бирликтә һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, шималий атлантик әһди тәшкилати – русийә кеңиши, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ мунбәрләр арқилиқ русийәгә техиму көп бесим  ишлитидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر