лавров: ишғал хәвәрлири учур террорлуқидур

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров русийәниң украинани ишғал қилишқа тәййарланғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрниң учур террорлуқи икәнликини билдүрди.

1779074
лавров: ишғал хәвәрлири учур террорлуқидур

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров полша ташқи ишлар министири збигнийев рав (Zbigniew Rau) көрүшкәндин кейин, ахбарат елан йиғини өткүзди.

у русийә-украина киризиси үстидә тохталди вә ишғал тоғрисидики гәп-сөзләрни очуқ қилип рәт қилди.

у: «русийәниң барлиқ һәрбий маневирлири пилан бойичә башланди вә ахирлашти. ғәрб билән дийалогни давамлаштуримиз. ғәрб билән дийалогдин нәтиҗә елишта мувәппәқийәткә еришишни үмид қилимән» деди.

русийә парламенти украинаниң шәрқидики икки районниң айрилип чиқишини етирап қилишқа мунасивәтлик қарарниң, русийә пирезиденти путинға әвәтилишини тәстиқлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر