американиң хитай билән тоқунуши муқәрәрму?

америка ташқи ишлар министири антони блинкен хитай билән тоқунушниң «муқәрәр әмәслики» ни, әмма америка вә иттипақдашлириниң бир-бирини қоллиши керәкликини ейтти.

1777213
американиң хитай билән тоқунуши муқәрәрму?

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири антони блинкен австиралийә, һиндистан, йапонийә вә америкадин тәркип тапқан төт тәрәп иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғинидин илгири муһим байанатларни елан қилди.

у бир мухбирниң һинди-тинч окйанда хитай билән тоқунушниң муқәрәр йаки әмәслики һәққидики соалға: «һечқандақ шәйий муқәрәр әмәс. әмма, американиң қаидә-пиринсипларға тайанған хәлқаралиқ түзүм үчүн, иттипақдашлири билән бир-бирини қоллиши керәк» дәп җаваб бәрди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«хитайниң йеқинқи йилларда өз ичидә вә районда урушқақ позитсийәдә болуватқанлиқи һәққидики әндишәлиримизни ртақлаштуқ дәп ойлаймән. төт тәрәп иттипақи, келәчәкниң қандақ болидиғанлиқиға мунасивәтлик иҗабий қараш вә орнитиш үчүн интайин көп вақит сәрп қилип, ғайәт зор тиришчанлиқларни көрсәткән қаидә-пиринсипларни асас қилған хәлқаралиқ түзүмни қоғдаш вәдиси билән бирләшкән.»

хитай ташқи ишлар министирлиқи американи башқа дөләтләрни америка демократийәсиниң өлчәмлирини қобул қилишқа мәҗбурлаш үчүн төт тәрәп иттипақидин пайдилиниш билән әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر