шималий атлантик әһди тәшкилати русийәниң таҗавузиға қарши бирлишиши керәк

әнгилийә баш вәзири борис җонсон билән фирансийә пирезиденти еммануел макрон украинаға алақидар телефон сөһбитидә, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң русийәниң таҗавузиға қарши бирлишиши керәкликини тәкитлиди.

1774120
шималий атлантик әһди тәшкилати русийәниң таҗавузиға қарши бирлишиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: әнгилийә баш вәзири борис җонсон билән фирансийә пирезиденти еммануел макрон украинаға алақидар телефон сөһбитидә, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң русийәниң таҗавузиға қарши бирлишиши керәкликини вә нөвәттики җиддий вәзийәткә дипломатик һәл қилиш чариси тепилишиниң «әң муһим иш» қатарида болиши керәкликини билдүрди.

телефон сөһбитигә алақидар әнгилийә баш вәзирлик 10-номурлуқ ишханисидин елан қилинған байанатта, җонсонниң алдинқи һәптә кийевда елип барған  зийарити  вә хәлқаралиқ шериклири билән өткүзгән учришишлири һәққидә өз-ара мәлумат беришкәнлики уқтурулди.

байанатта, «(икки рәһбәр) нөвәттики җиддий вәзийәт үчүн дипломатик һәл қилиш чарисини тепишниң <биринчи муһим иш> болуши керәклики һәққидә пикир бирлики һасил қилди» дейилди.

җонсон билән макрон шималий атлантик әһди тәшкилатиниң русийәниң таҗавузиға қарши бирлишиши керәкликини тәкитлиди һәмдә русийә украинаға таҗавуз қилса, дәрһал күчкә игә болидиған бир йүрүш җаза лайиһәсини түзүп чиқиш хизмитини бирликтә қилишқа қошулғанлиқи елан қилинди.

байанатта муну ибариләргә алаһидә орун берилди:

«рәһбәрләр шималий атлантик әһди тәшкилатиниң шәрқ тәрипини күчәйтиш вә иттипақдашларниң қәйәрдә болушидин қәтийнәзәр русийәниң йаман ғәрәзлик һәрикәтлиридин толуқ қоғдилишиға капаләтлик қилиш хизмитини музакирә қилди. җонсон пирезидент макронға манс деңизидики қанунсиз көчмәнләр мәсилисиидә фирансийә билән һәмкарлишиш вәдисини қайта тәкитлиди. рәһбәрләр адәм әткәсчилирини тосуш үчүн һәмкарлишишниң зөрүрлүки үстидә келишим һасил қилди».



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر