борис җонсон виладимир путинни агаһландурди

әнглийә баш вәзири борис җонсон русийә президенти виладимир путинни украинаға таҗавуз қилиштин агаһландурди.

1774170
борис җонсон виладимир путинни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзирлик ишханисиниң 10-номурлуқ байанатиға асасланғанда, җонсон путин билән телефонда сөһбәтләшкән.

җонсон сөһбәттә, русийәниң украина чеграсидики «дүшмәнләрчә паалийәтлири» дин чоңқур әндишә һес қиливатқанлиқини билдүргән.

баш вәзир борис җонсон шималий атлантик әһди тәшкилатиниң очуқ ишик сийаситигә бинаән йавропадики барлиқ демократик дөләтләрниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш һоқуқи барлиқини тәкитләп: «бу һоқуқ украинаға нисбәтәнму күчкә игә» дегәнни әскәрткән. җонсон шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бир мудапиә иттипақи икәнликиниму қайта тәкитлигән.

русийә пирезидентлиқ сарийи кремилниң сөһбәткә алақидар байанатида болса, «украинадики кризис вә русийә федератсийәсиниң бихәтәрлики үчүн узун муддәтлик шундақла қанунға уйғун капаләт билән тәминләш мәсилисидә, наһайити тәпсилий пикир алмаштурулди» дегән сөзләр ишлитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر