америкада шивирған сәвәбидин айропилан сәпәрлири әмәлдин қалдурулди

американиң оттура қисмида давамлишиватқан шивирған сәвәбидин 4 миңдин артуқ айропилан сәпири әмәлдин қалдурулди, 100 миңдин артуқ киши електирсиз қалди.

1773387
америкада шивирған сәвәбидин айропилан сәпәрлири әмәлдин қалдурулди

түркийә авази радийоси хәвири: һава қатнишини көзитидиған флайт авийер (FlightAware) ширкитиниң мәлуматлирида қәйт қилинишичә, американиң оттура иштатлирида тәхминән 100 милйон нопус йашайдиған районға тәсир көрсәткән шивирған сәвәбидин 4 миңдин артуқ айропилан сәпири әмәлдин қалдурулған.

американиң җәнубий вә оттура-ғәрбий иштатлирида шиддәтлик шивирған вә музлаш сәвәбидин йолларда вә електир линйәлиридә, еғир мәсилиләрниң йүз бериш мумкинчилики билдүрүлди.

тохтимай йағқан қар сәвәбидин миссури иштатида ташйолларниң қатниши тохтиған. индийанада нурғун қатнаш вәқәлири йүз бәргән. йеңи мексика иштатида һөкүмәт органлири тақалған.

дөләтлик һава райи идарисиниң интернет бетидики мәлуматларға асасланғанда, тексасниң нийу енгләнд райониғичә болған кәң җайда қар йеғиш давамлишидиған болуп, җәнубтики бәзи иштатларда туйуқсиз су апәтлири йүз бериши мумкин икән.

тексаста тәхминән 70 миң киши, аркансаста 25 миң киши начар һава райи сәвәбидин електирсиз қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر