падишаһ абдуллаһ исраилийә – пәләстин мәсилисидә икки дөләтлик һәл қилиш чарисини тәкитлиди

ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһ, пәләстин билән исраилийә оттурисида икки дөләтлик һәл қилиш чариси асасида тинчлиқ сөһбитини әслигә кәлтүрүшниң моһимлиқини ейтти.

1772840
падишаһ абдуллаһ исраилийә – пәләстин мәсилисидә икки дөләтлик һәл қилиш чарисини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ийорданийә падишаһлиқ диваниниң йазма байанатиға асасланғанда, падишаһ иккинчи абдуллаһ (түнүгүн) пайтәхт амманда зийарәттә болуватқан әрәб бирләшмиси баш катипи әһмәд әбу гайт билән көрүшкән.

учришишта әрәб дунйаси вә районниң йеңи вәзийити музакирә қилинған.

падишаһ иккинчи абдуллаһ оттура шәрқниң тинчлиқ мусаписини һәрикәткә өткүзүшниң муһимлиқини тәкитләп, пәләстин билән исраилийә оттурисидики тинчлиқ сөһбитини әрәб тинчлиқ пилани вә хәлқаралиқ қарарларға бинаән икки дөләтлик һәл қилиш чариси асасида әслигә кәлтүрүш керәкликини оттуриға қойған.

падишаһ иккинчи абдуллаһ әрәб дөләтлириниң һәр хил аваричилиқларға болған ортақ позитсийәсиниң вә әрәб әллири иттипақиниң бу мәсилидики ролиниң муһимлиқини тәкитләп, ийорданийәниң әрәбләрниң ортақ хизмитиниң тәрәққийатиға төһпә қошидиған һәр қандақ тиришчанлиқни қоллашни халайдиғанлиқини билдүргән .

әрәб әллири иттипақи баш катипи әбу гайт аммандики учришишлири даирисидә, ийорданийә ташқи ишлар министири айман әссафиди билән көрүшүп, әрәб бирләшмә хизмәт механизмини актип һалға кәлтүрүшниң йоллири вә әрәб дунйасидики әң йеңи  вәзийәтләрни музакирә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر