алҗирийәдики партлашта 8 киши қаза қилип, 6 киши йариланди

алҗирийәдә бир бинада тәбиий газ партлаш вәқәси йүз берип, 8 киши қаза қилди.

1771916
алҗирийәдики партлашта 8 киши қаза қилип, 6 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: районлуқ хәлқ мудапиә идарисиниң йазма байанатиға асасланғанда, сәтиф вилайитигә қарашлиқ айн вилман йезисида бир бинада тәбиий газ партлаш вәқәси йүз бәргән.

байанатта, дәсләпки ениқлашларға  асасланғанда, 8 кишиниң җенидин айрилғанлиқи  вә 6 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлгән.

алҗирийә дөләтлик нефит ширкити «Sonatrach» ниң йазма байанатида болса, партлаш вәқәәсиниң әтир сақлаш сехида йүз бәргәнлики билдүрүлди.

партлаштин келип чиққан от апити, әтраптики бир қисим тәбиий газ туруба йоллириғиму зийан салған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر