килимат өзгириши сәвәбидин баңладеш хәлқи пайтәхт даккаға көчмәктә

килимат өзгириши райондики хәлқ турмушиға еғир тәсир көрсәткәндин кейин, баңладешниң деңиз саһили районлирида йашайдиған кишиләр пайтәхт даккаға көчмәктә.

1771416
килимат өзгириши сәвәбидин баңладеш хәлқи пайтәхт даккаға көчмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: килимат өзгириши сәвәбидин баңладешниң деңиз саһили районлирида деңиз йүзиниң өрлиши вә деһқанчилиқ районлиридики туз нисбитиниң ешип кетиши, район хәлқини йеңи чариләрни издәшкә мәҗбур қилмақта.

дунйа банкасиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, һәр йили 400 миң киши өй - маканидин айрилип қалмақта болуп, һәр күни тәхминән миңға йеқин киши йуртлирини ташлап пайтәхт даккаға көчмәктә икән. олтурақ районлиридин айрилип даккаға барғанлар болса, кочиларда йашимақта икән.

маарип вә сәһийә һәқ -һоқуқидин бәһримән болалмайватқан баңладешлиқ өсмүрләр болса, барлиқ вақитлирини намратлар районида өткүзмәктә.

2014-йили баңладешта елип берилған бир тәтқиқатқа асасланғанда, даккада 3393 намратлар райони бар икән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر