фирансийәдә барғанчә исламға өчмәнлик қилиш күчәймәктә

фирансийәдә мушу 2 күн ичидә исламға өчмәнлик қилиш характерлиқ мусулманларға қарши уда икки қетим һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.

1771471
фирансийәдә барғанчә исламға өчмәнлик қилиш күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң ғәрбий җәнубидики лот-гарон районида өткән йили 11-айниң ахирида ечилған «һалал қассап базари» 30-йанвар кәчтә ирқчилиқ һуҗумиға учриди.

бон-енконтре шәһиридиму бир дуканға от қойуп бәргән һуҗумчилар бинаниң темиға 2 натсист киристи бәлгиси сизип қойди.

от апитигә мудахилә қилған от өчүрүш әтрити дуканниң пүтүнләй вәйран қилинғанлиқини, әмма адәм өлүш вәқәси көрүлмигәнликини билдүрди.

тәптиш мәһкимиси бу вәқәни «дин, ирқ вә милләт» қатарлиқ қиммәт қарашларға һуҗум қилиш җинайити даирисидә, тәкшүрүшни башлиди.

йавропадики исламға өчмәнлик қилиш еқимиға қарши күрәш коллектипи тәрипидин елан қилинған байанатта, бу от қойуш бериш вәқәси билән бир фирансийә телевизийисидә тарқитилған «район арилиқи» намлиқ программа оттурисида бағлиниш барлиқини билдүрди.

байанатта, бу хил программиларниң мусулманларни еғир мәсилә сүпитидә тәсвирләйдиған ахбарат миханизими икәнлики тәкитлинип, дөләтниң ислам дүшмәнликидин күч алидиған бу хил программиларни ашкарлиғанлиқиға қаримастин, мусулманларға тәвә җайларни сақчиларниң қоғдиғучи билән тәминләнмигәнлики тәкитләнди.

йәнә бир тәрәптин фирансийәниң ғәрбий җәнубидики тулус шәһиридә, мусулманларниң дәпнә мурасими өйиниму өз ичигә алған дуканлар бар болған мәркәзниң алдидики қатнаш ләвһәсиниң үстигә ички әзалири еливетилгән йава тоңгузниң беши вә териси есип қойулди.

мусулманларниң дәпнә мурасими өйиниң дериктори д.җамел сәккак иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатида, әһвални сақчиға шикайәт қилғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر