столтенберг: русийә техиму илгирилисә еғир ақивәтләр келип чиқиду

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг русийә техиму илгирилигән тәқдирдә еғир ақивәтләрниң келип чиқидиғанлиқини билдүрди.

1767923
столтенберг: русийә техиму илгирилисә еғир ақивәтләр келип чиқиду

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг билән америка қошма иштатлири вә йавропа рәһбәрлири видео конферанс васитиси арқилиқ көрүшти.

көрүшүштә, русийәниң украинаға қаратқан адәттин ташқири дәриҗидики таҗавузчилиқиниң еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи мәсилисидә бирдәклик һасил қилинди, дипломатик тиришчанлиқларни давамлаштурушниң зөрүрлүки тәкитләнди.

столтенберг, көрүшүштин кейин елан қилған байанатида, мундақ деди: «учришиш мувәппәқийәтлик өтти, русийә техиму илгирилисиә еғир ақивәтләр келип чиқиду.»

ақсарай тәрипидин елан қилинған байанатта, барлиқ тәрәпләрниң,  барғансери җиддийлишиватқан сүркилишкә қарита дипломатик һәл қилиш чариси тепишни арзу қилидиғанлиқи әскәртилди.

германийә билән фирансийә тәрипидин елан қилинған байанатлардиму, һәм дипломатик тиришчанлиқлар һәм нормандийә форматсийәлик йиғинларни давамлаштурушниң зөрүрлүки тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر