мексика пирезиденти йүрәк оператсийәси қилинди

мексика пирезиденти андрес мануел лопез обрадор бир һәрбий дохтурханида йүрәк кесили оператсийәси қилинди.

1766709
мексика пирезиденти йүрәк оператсийәси қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: мексика ички ишлар министири адан августо лопез һернандез, бу һәқтә елан қилған байанатида, дохтурларниң пирезидент обрадорни тәпсилий тәкшүрүш нәтиҗисидә оператсийә қилишниң  зөрүрлүки һәққидә қарар чиқарғанлиқини, пирезидент һернандез обрадорниң йүрики вә қизил қан томурлириниң сағлам һаләттә икәнликини, обрадорниң бүгүндин башлап нормал паалийәтлирини давамлаштуридиғанлиқини қәйт қилди.

бир йил ичидә иккинчи қетим «ковид – 19» вируси йуқумланған 68 йашлиқ обрадор, 2013-йили йүрәк кесили қозғилиш хәвпигә дуч кәлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر