нигерийәдә хәлқниң% 60 и токтин  мәһрум

нигерийәдә хәлқниң % 60 тиниң токтин мәһрум икәнлики билдүрүлди.

1766456
нигерийәдә хәлқниң% 60 и токтин  мәһрум

түркийә авази радийоси хәвири:  енергийә мутәхәссиси вә нигерийә дөләтлик енергийә комитетиниң сабиқ баш директори әбубәкир сани самбо, нигерийәликләрниң% 60 тин көпрәкиниң ток мулазимитидин мәһрум икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, нигерийәдики ток билән тәминләшниң кәмчил болушидин әндишә қиливатқанлиқини, дөләттики енергийә саһәсиниң қийин өткәлгә дуч келишиниң, сийасәтниң бирдәк болмаслиқи вә йолға қойулуватқан бәлгилиминиң нәтиҗиси икәнликини, шуңа, нигерийәниң өз хәлқи үчүн ток ишләпчиқириш мәнбәлиригә саһиб болушиниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «дунйадики тәрәққий қиливатқан вә тәрәққий тапқан башқа дөләтләргә охшаш, бизму мол қуйаш енергийәси үстидә издинип, ток һасил қилалаймиз.»

у, енергийә саһәсидики алақидар тәрәпләрни йәрлик, иштатлиқ вә федератсийә сәвийәлиридә башқа енергийәләргә нәзәр ташлашқа, шундақла, нигерийәниң йәрлик мәнбәлири вә қийинчилиқлирини йеңишни  асас қилидиған тәтқиқат паалийәтлирини тәшвиқ қилишқа чақирди.

мутәхәссисләрниң қаришичә, нигерийәдә нопусниң күнсери көпийип кетишидин сирт йәнә, ток системисиниң болмаслиқи сәвәбидинму, йеқинқи 12 йилда орманларниң йерими вәйран болған.

игилинишичә, ток ишләпчиқиришта қийинчилиққа дуч келиватқан нигерийәниң нурғун җайлирида пат – пат ток үзүлүп қалидикән.

күнигә оттура һесаб билән 4 саәт ток мулазимитигә еришәләйдиған хәлқниң көпинчиси енергийә еһтийаҗини генераторлар арқилиқ қандуридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر