йавропа иттипақи, нато, америка, й б һ т қатарлиқ төт тәрәп украина вәзийитини музакирә қилди

йавропа иттипақи, нато, америка, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ төт тәрәп украина вәзийитини музакирә қилди.

1765454
йавропа иттипақи, нато, америка, й б һ т қатарлиқ төт тәрәп украина вәзийитини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи, америка қошма иштатлири, шималий атлантик әһдий тәшкилати – нато вә йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати (й б һ т) қатарлиқ дөләт вә органларниң нөвәтчи рәислири русийәниң украина чеграсиға әскәр топлиши вә йавропаниң бихәтәрлики мәсилиси тоғрисида тунҗи қетим төт тәрәп маслаштуруш йиғини чақирди.

йуқирида тилға елинған төт тәрәпниң телефон йиғиниға, америка ташқи ишлар министири антоний блинкен, йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити йуқири дәриҗилик вәкили җосеп боррел, нато баш катипи йенс столтенберг вә йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати нөвәтчи рәисиликигә вакалитән полша вәкили қатнашти.

столтенберг иҗтимаий алақә суписидики адресида йиғинға баһа берип: «(бу) мушундақ һалқилиқ пәйттә намайан қилинған иттипақлиқниң күчлүк сигинали» деди.

җосеп боррелниң ишханиси байанат елан қилип, йиғинда русийәниң украина чеграсиға әскәр топлаш мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқини уқтурди؛ байанатта, күчлүк, ениқ вә бирлик – баравәрлик ичидики атлантик окйан һалқиған фронтниң сақлиниватқан мәсилиләрни дипломатик тиришчанлиқлар арқилиқ һәл қилиш ирадисигә  игә икәнлики тәкитләнгән байанатта, алдимиздики һәптә чақирилидиған йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғиниға нато баш катипи йенс столтенбергниңму тәклип қилинғанлиқиға даир учурларға орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر