һиндистан уруш парахотида партлаш йүз бәрди

һиндистан уруш парахотида мәйданға кәлгән партлашта, 3 матрос қаза қилди.

1764957
һиндистан уруш парахотида партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан деңиз армийәси байанатчиси бу һәқтә елан қилған байанатида, бомбай шәһиридики деңиз парахоти завутида «INS Ranvir» намлиқ вәйран қилғучи парахотиниң ички қисимда партлаш йүз берип, 3 матрос җенидин айрилған, парахот хадимлириниң тез мудахилә қилиши нәтиҗисидә, партлаш контрол астиға елинған, қазада еғир маддий зийан көрүлмигән.

байанатчиниң әскәртишичә, бу уруш парахоти нойабирдин башлап қозғилишқа тәййар һаләттә туруватқан болуп, қисқа вақит ичидә база портқа қайтип келидикән.

игилинишичә, партлашта  йарилиниш әһвали көрүлүп -көрүлмигәнлики тоғрулуқ һечқандақ мәлумат берилмигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر