канада өз пуқралирини украинаға сайаһәткә бармаслиқ һәққидә агаһландурди

канада һөкүмити өз пуқралирини русийәниң «таҗавузчилиқ» мәйданиға диққәт қилип, украинаға муһим болмиған сайаһәтләрдә болуштин агаһландурди.

1763675
канада өз пуқралирини украинаға сайаһәткә бармаслиқ һәққидә агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: канада украинаға сайаһәткә беришқа алақидар агаһландуруш сәвийәсини йеңилиди.

канада һөкүмити тәрипидин елан қилинған байанатта, мәҗбурий болмиған әһвалда, украинаға бармаслиқ тәвсийә қилинди.

бу тәвсийәниң сәвәби, русийәниң «таҗавузчилиқ» сийасити вә һәрбий  қисимларни топлаватқанлиқи сүпитидә көрситилди.

америка қошма иштатлириму өз пуқралирини 12-айдин етибарән русийәниң тәһдитиниң күнсери күчийиши сәвәбидин (украинаға)  қилидиған сайаһәтни қайта көздин кәчүрүшкә чақирған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر