бағдадтики икки банка һуҗумға учриди

ирақниң пайтәхти бағдадтики икки банкиға қилинған аваз бомбиси һуҗумида икки адәм йариланди.

1763477
бағдадтики икки банка һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: бағдад һәрбий һәрикәтләр қомандани әһмәд сәлим, пайтәхтниң мәркизи каррада районидики икки банкиниң һуҗумға учриғанлиқини, вәқәдә икки кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

ирақ һөкүмитигә қарашлиқ бихәтәрлик ахбарат тори байанат елан қилип, һәр икки банкиға аваз бомбиси етилғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر