иран ташқи ишлар министири талибан ташқи ишлар министир вәкили билән көрүшти

иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан талибан ташқи ишлар министир вәкили әмирхан муттәқи билән көрүшти.

1760036
иран ташқи ишлар министири талибан ташқи ишлар министир вәкили билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан талибан ташқи ишлар министир вәкили әмирхан муттәқи билән көрүшти.

иран ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида билдүрүлишичә, министир һүсәйин әмир абдуллаһийан иқтисадий вә сийасий мәсуллардин тәшкилләнгән һәйәт билән рәсмий учришишларда болуш үчүн пайтәхт теһранға йетип кәлгән талибан ташқи ишлар министир вәкили муттәқи билән көрүшкән.

көрүшүштә, иран ташқи ишлар минстири абдуллаһийан афғанистанда һәммини өз ичигә алған бир һөкүмәтниң қурулуши тоғрисида тоитилип, афғанистан хәлқигә қилиниватқан инсанпәрвәрлик йардәмләрни давамлаштуридиғанлиқлирини ейтқан.

у американиң афғанистанға қаратқан сийасәтлирини тәнқид қилип, вашингтон һөкүмити тоңлатқан афғанистан мал-мүлүклириниң, инсаний хираҗәтләр вә иқтисадий киризисниң һәл қилиниши үчүн әркин сәрп қилишқа рухсәт қилиниши керәкликини әскәртти.

у 1998-йили иранниң мәзари шәриф консулханисида тоққуз дипломатниң өлтүрүлгәнликини хатирилитип, талибанниң дипломатик орунларни тәсис қилиш мәсулийитини ада қилишини тәләп қилди.

афғанистан һәйитиму террорлуқ тәшкилати даеш вә зәһәрлик чекимликкә қарши туруш күришини чүшәндүрүп, американиң афғанистан сийаситини тәнқид қилди.

көрүшүштә йәнә, икки дөләт оттурисидики су мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқи вә мутәхәссисләрниң бу мәсилә тоғрисида йиғин ечиши қарар қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر