чуңчиң шәһиридә партлаш йүз бәрди

хитайниң ғәрбий җәнубидики чуңчиң шәһириниң вулоң районида һөкүмәт бинасида партлаш йүз берип, 20 дин артуқ кишиниң харабилик астида қалғанлиқи хәвәр қилинди.

1759050
чуңчиң шәһиридә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң ғәрбий җәнубидики чуңчиң шәһириниң вулоң районида һөкүмәт бинасида партлаш йүз берип, 20 дин артуқ кишиниң харабилик астида қалғанлиқи хәвәр қилинди.

хитай шинхуа агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, чуңчиң шәһиридә бир һөкүмәт бинасиниң ашханисида партлаш йүз бәргән. вәқәдә, бинаниң бир қисми өрүлүп чүшкән болуп, 20 дин артуқ киши харабилик астида қалған.

партлашниң газ чиқип кетиш сәвәбидин йүз бәргән болуш мумкинлики әскәртилди.

бир қисим гуваһчиларниң қәйт қилишичә, партлаш кишиләр чүшлүк дәм елишта тамақ йәватқанда йүз бәргән.

вәқәдә йариланғанларниң сани һәққидә мәлумат берилмиди. әмма, издәш-қутқузуш ишлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر