һайти баш министирини қәстләп өлтүрүшкә урунуш вәқәси әснасида тоқунуш йүз бәрди

һайти баш министири ариел һенрини қәстләп өлтүрүшкә урунуш җәрйанида тоқунуш йүз берип, бир адәм җенидин айрилди.

1755975
һайти баш министирини қәстләп өлтүрүшкә урунуш вәқәси әснасида тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һайти таратқулири, баш министир һенри миллий мустәқиллиқниң 218 йиллиқи тәбрикләнгән гонайвис шәһиридики черкавдин айриливатқанда қәстләп өлтүрүшкә урунуш вәқәси йүз бәргәнликини؛ һенриниң һуҗумдин сақ-саламәт қутулғанлиқини, әмма, һуҗум нәтиҗисидә йүз бәргән тоқунушта намәлум бир кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә башқа бир қанчә кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

һайти пирезиденти җовел мос 7- айда өйидә суйиқәсткә учрап һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر