һиндистан 15 йаштин 18 йашқичә болған йашларни әмләшкә башлиди

һиндистанда 18-15 йаш арисидики йашларниң ваксина әмлитишкә башлиғанлиқи билдүрүлди.

1756075
һиндистан 15 йаштин 18 йашқичә болған йашларни әмләшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанда вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик вәқәләрниң ешиши сәвәбидин дөләт миқйасида алдини елш тәдбирлири күчәйтилди. омикрон варийантиға қарши ваксина әмләш сәпәрвәрлики қозғалди.

сәһийә мәсуллири бу даиридә, вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр тез көпийиватқан иштатлардики дохтурхана, мәктәп вә мәхсус ваксина әмләш мәркәзлиридә, 18-15 йаш гурупписидики йашларниң әмлинишкә башланғанлиқини билдүрди.

мәсул даириләр йуқумланғанлар санида көпийш болған болсиму, дохтурханида йетип давалиниш нисбитиниң ашмиғанлиқини әскәртти.

һиндистанда ваба башланғандин тартип вирус сәвәбидин 482 миң киши җенидин айрилди, җәмий 35 милйон киши йуқумланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر