судандики һәрби сийасий өзгиришкә қарши намайишларда қаза қилғанларниң сани 54 кә йәтти

суданда армийә һакимийәтни тартивалған 25-өктәбирдин буйан хәлқ һөкүмитиниң әслигә кәлтүрүлишини тәләп қилип өткүзүлгән намайишларда бихәтәрлик қисимлириниң қаттиқ мудахилиси нәтиҗисидә һайатидин айрилғанларниң сани  54 кә йәтти.

1755640
судандики һәрби сийасий өзгиришкә қарши намайишларда қаза қилғанларниң сани 54 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: судан мәркизи дохтурлар комитети тәрипидин елан қилинған байанатта, 30-декабирдики һәрбий сийасий өзгиришкә қарши намайишларда қорсиқиға оқ тегип йариланған 23 йашлиқ абдулла аббасниң һайатидин айрилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, аббасниң өлүми билән 30-декабирдики намайишта өлтүрүлгәнләр саниниң 6 гә шундақла  25- өктәбирдин буйанқи намайишларда өлтүрүлгәнләр саниниң җәмий 54 кә йәткәнлики уқтурулди.

армийә 25 - өктәбир җиддий һаләт елан қилиш арқилиқ һөкүмәтни әмәлдин қалдуруп, судан баш министири абдулла һәмдук қатарлиқ онлиған сийасийонни қолға алған һәрбий арилишиштин кейинки һакимийәт кризисини ахирлаштуруш үчүн 12 - нойабирда армийә қомандани генерал абдулфәттаһ әлбурһан билән вәзиписи қайтуруп берилгән баш министир абдулла һәмдук оттурисида ортақ һөкүмәт қуруш келишими имзаланған иди.

һәрбий сийасий өзгиришкә  шундақла бу сийасий келишимгә наразилиқ билдүргән хәлқ аммиси һөкүмәтниң пүтүнләй пуқраларға тапшуруп берилиши керәкликини  тәләп қилип мәмликәт миқйасида намайишларни башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر