германийә сәһийә министири карл лаутербахниң ишханиси һуҗумға учриди

германийә федератсийәси сәһийә министири карл лаутербахниң колиндики ишханисиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди.

1755680
германийә сәһийә министири карл лаутербахниң ишханиси һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: һуҗумда ишханиниң деризиси чиқилип бинаға зийан йәткүзүлди.

сотсийал демократлар партийиси (SPD) дин тәйнләнгән сәһийә министири лавтербахниң сайлам райони болған колин мулхем районидики сайлам ишханиси,  10-декабирдиму мушуниңға охшаш һуҗумниң нишани болған иди. һуҗумда сайлам ишханисиниң теми вә дәризисигә «қатил», «әхмәқ» дегәндәк шоарлар йезилған иди.

йеңи йил һарписида елип берилғанлиқи мөлчәрләнгән бу қетимқи һуҗум әснасида сәһийә министири лавтербахниң пайтәхт берлинда икәнлики билдүрүлди.

министир лавтербах һуҗумдин кейинки байанатида, бу һуҗумниң көп сандики кишиләргә вәкиллик қилмайдиғанлиқини билдүрүп, ковид-19 йуқуми сәвәбидин иҗтимаий һайатни мәлум дәриҗидә чәклимигә учратқан болсиму, әмма йуқумниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн бу тәдбирләрниң зүрүрликини илгири сүрди.

сақчилар һуҗумға алақидар тәкшүрүшни башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر