һиндонезийә араканлиқ мусапирларни хәлқара деңиз тәвәликигә қайтуруветидиғанлиқини уқтурди

һиндонезийә 120 роһингалиқ мусапир олтурған кемини хәлқара деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурлайдиғанлиқини елан қилди.

1754326
һиндонезийә араканлиқ мусапирларни хәлқара деңиз тәвәликигә қайтуруветидиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) мусапирлар алий комиссарлиқи, 120 роһингалиқ мусапир олтурған кемигә су чиқип кетишкә башлиғанлиқини, маториниң бузулғанлиқини, кеминиң ғәрқ болуп кетиш хәвпи барлиқини елан қилди.

б д т мусапирлар  алий комиссарлиқи, кемидики мусапирларниң һайатиниң хәвпкә учришидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, һиндонезийә һөкүмитини мусапирларни кемидин бихәтәр тарқақлаштурушқа чақирди.

һиндонезийә даирилири, б д т мусапирлар алий комиссарлиқиниң чақириқиға қаримай, 120 роһингалиқ мусапирни елип маңған кемини хәлқара деңиз тәвәликигә қайтуруветидиғанлиқини елан қилди.

мәзкур кеминиң 26 – декабирда ачә шәһири деңиз тәвәликидә көрүлгәнликини билдүргән белиқчи бәдруддин йунус, бузулған йағач кемидә 60 айал, 51 бала вә 9 әрниң барлиқини ейтти.

райондики белиқчиларниң мусапирларни су, йемәклик вә кийим - кечәк билән тәминлигәнликини байан қилған йунус, роһингийалиқларниң малайсийаға бармақчи икәнликини, кеминиң 28 күндин буйан деңизда икәнликини билдүрди.

ачи районлуқ сақчи байанатчиси винадрй, даириләрниң кемини һиндонезийә деңиз тәвәликидин чиқириветишни пиланлиғанлиқини елан қилип, биз уларниң кемисини ремонт қилип, йеқилғу толуқлап бәргәндин кейин малайсийаға йүрүш қилишини назарәт қилимиз, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر