афған балилар аилисиз америкаға елип кетилди

америка қошма иштатлириға орунлаштурулған афғанистанлиқлар арисида аилисиз елип кетилгән тәхминән 1450  афған бала бар.

1753394
афған балилар аилисиз америкаға елип кетилди

түркийә авази радийоси хәвири: талибанларниң авғуст ейида афғанистанда һакимийәтни контрол астиға елишидин кейин, 100 миңдин артуқ афғанистан пуқраси америка қошма иштатлириға тарқақлаштурулғаниди.

америка қошма иштатлири сәһийә вә инсаний мулазимәтләр министирлиқиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, тәхминән 1450 афғанистанлиқ бала йенида аилиси болмастин бу дөләткә елип кетилгән.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, тарқақлаштурулған балиларниң бир қисми америка қошма иштатлиридики қоллиғучилар вә башқа туғқанлири билән биллә туридикән, тәхминән 250 бала йәнила дөләтниң контроллуқи астида болуп, тарқақлаштурулған барлиларниң аилилири билән бир йәргә җәм болуп болалмайдиғанлиқи ениқ әмәс икән.

балиларниң бир қисми қалаймиқанчилиқ муһити астида тарқақлаштурулуш җәрйанида аилисидин айрилған, бәзи аилиләр болса, һамид карзай хәлқара айродурумиға қилинған террорлуқ һуҗуми әснасида һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر