америка африқа дөләтлиригә қаратқан сайаһәт чәклимисини бикар қилишни пиланлимақта

америка һөкүмити ковид – 19 ниң омикрон варийанти сәвәбидин җәнубий африқа вә райондики йәттә дөләткә қарита йолға қойған сайаһәт чәклимисини 31 – декабирдин етибарән әмәлдин қалдурушни пиланлаватқанлиқини уқтурди.

1752505
америка африқа дөләтлиригә қаратқан сайаһәт чәклимисини бикар қилишни пиланлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: америка таратқулириниң ақсарайниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлирини мәнбә қилған хәвиригә қариғанда, байдин һөкүмити омикрон сәвәбидин 7 африқа дөлитигә қойған сайаһәт чәклимисини бикар қилидикән.

вирусниң омикрон варийанти америкада тез тарқилип, асаслиқ варийантқа айланғанлиқиға ишарәт қилған әмәлдарлар, нөвәттә бу чәклимәниң орунсиз икәнликини көрсәткән.

буниңға асасән, американиң җәнуби африқа, ботсвана, зимбабве, намибийә, лесото, есватини, мозамбик вә малавиға қойған сайаһәт чәклимиси 31 - декабирдин башлап бикар қилинидикән.

чәкләш даирисидә, америка пуқраси йаки аһалиси болмиған кишиләр бу дөләтләрдин америкаға баралмайтти.

байдин 12 - айниң 21 - күни африқа дөләтлиригә қойған сайаһәт чәклимисини бикар қилишни ойлишиватқанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر