һиндистан пәнҗап өлкисигә с - 400 һава мудапиә системиси орунлаштурди

һиндистан русийәдә ишләнгән тунҗи с - 400 һава мудапиә башқурулидиған бомба системисини пәнҗаб өлкисигә орунлаштурди.

1750377
һиндистан пәнҗап өлкисигә с - 400 һава мудапиә системиси орунлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: «һиндистан вақит гезити», русийә билән һиндистан оттурисидики һава мудапиә һәмкарлиқи даирисидә с - 400 системилириниң тунҗи батарейәлириниң орнитилғанлиқини хәвәр қилди.

һиндистан һава армийәси байанат елан қилип  с - 400 батарейәсиниң һиндистанниң пәнҗаб өлкисигә орунлаштурулғанлиқини, русийәдә йасалған башқурулидиған бомба мудапиә системилириниң дөләтниң һава мудапиә иқтидарини ашуридиғанлиқини оттуриға қойди.

пәнҗап өлкисигә орунлаштурулған с - 400 һава мудапиә системисиниң 250 километир билән 400 километир арилиқидики уруш айропиланлири, баллистик башқурулидиған бомба вә авакс айропиланлирини؛ оттура мусапидә 120 километир, қисқа мусапидә 40 километирлиқ 4 хил охшимиған башқурулидиған бомба билән уруп чүшүрүш иқтидариға игә икәнлики билдүрүлди.

икки дөләт оттурисда 2015 - йили башқурулидиған бомба системиси сетивелиш келишими имзаланған болуп, 2018 – йилиға кәлгәндә 4 милйард 500 милйон долларлиқ сетивелиш ишқа ашурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر