йапонийәдә бир шипаханиға от кәтти

йапонийәниң осака шәһиридә бир шипаханиға от кетип, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, бәш адәм җенидин айрилди.

1748912
йапонийәдә бир шипаханиға от кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: киташинчи районидики йапонийә төмүр йоллири осака истансисиниң әтрапиға җайлашқан алтә қәвәтлик бинаниң төтинчи қәвитидики шипаханиға от кәтти.

шу йәр вақти 10:20 өткәндә тапшурувелинған мәлуматларға асасән нәқ мәйданға йетип барған от өчүрүш хадимлири, отни қисқа вақит ичидә өчүрүвалди.

вәқәдә 17 әр, 10 айал болуп җәмий 28 адәм еғир йариланди.

йапонийә таратқулирида, һазирғичә от кетиш вәқәсидә бәш адәмниң җенидин айрилғанлиқи хәвәр қилинди.

осака иштатиниң сақчи органлири отниң 60 йаш әтрапидики бир адәмниң қәғәз сомкидин еқип кәткән суйуқлуқтин  келип чиққанлиқини, от қойуш мумкинчилики тоғрисидики ахбаратни қолға чүшүргәнликини билдүрди.

шипаханиниң писхикилиқ давалаш хизмити беридиғанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر