хоңкоңда  ғайәт зор от апити йүз бәрди

хоңкоңниң  дунйа сода мәркизидә йүз бәргән чоң от апитидә 160 киши қапселип қалди.

1747704
хоңкоңда  ғайәт зор от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хоңкоңдики сода мәркизидә башланған от апити тәхминән йерим саәттин кейин үчинчи дәриҗигә көтүрүлди.

хоңкоңда  от апитиниң дәриҗилири бирдин бәшкичә дәриҗиләндүрүлиду.

сода мәркизи вә ишхана мунари сүпитидә мулазимәт қиливатқан бинаға 160 кишиниң қапселип қалғанлиқи елан қилинди.

5-қәвәттә 60 киши, 39-қәвәттә 100 дин артуқ киши қапселип қалғанлиқи тәхмин қилинмақта.

от өчүрүш әтрити бинада қапселип қалғанларни қутулдурушқа тиришмақта.

бир сақчи байанатчиси бинаниң арқа пәләмпәйлириниң қойуқ ис-түтәк билән толғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر