германийәдики түрк вә еритирейәлик йашлар һәмкарлишип йардәм паалийити елип барди

германийәниң франкфорт шәһиридики түрк йашлири тәрипидин қурулған либра җәмийити билән еритерийәлик йашлар тәрипидин қурулған аманәт җәмийити һәмкарлишип кочиларда йашайдиған сәргәрданларни кийим- кечәк вә йемәклик йардими билән тәминлиди.

1747615
германийәдики түрк вә еритирейәлик йашлар һәмкарлишип йардәм паалийити елип барди

түркийә  авази радийоси хәвири: франкфорт мәдәнийәт вә маарип оргини чәт әлликләргә өчмәнлик қилиш, ирқчилиқ, ислам дүшмәнлики вә чәткә қеқишқа қарши туруш мәқситидә қуруп чиққан «демократийә үчүн көчмәнләр тәшкилатлири тори»ға әза уйушма вә пуқралар һәрикәтлири өй – макансизларға йардәм қилиш үчүн бирликтә һәрикәт қилди.

либра җәмийити башлиқи җәм асланташ йуқум мәзгилидә кишиләрни йалғуз ташлап қойушни халимиғанлиқлирини билдүрүп, 50 либра пидаийсиниң франкфорт вә униң әтрапидики хәйр  - сахавәтчиләрниң йардәмлири билән елинған чапан, доппа, йуң пайпақ, шарпа, ич кийим, пәләй, өтүк, әдийал қатарлиқлар нәрсиләрни өй – макансиз кишиләргә тарқитип берилгәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر