америка, хитай вә шималий корейә «корейә уруши»ни ахирлаштуруш үчүн пиринсип җәһәттә келишти

җәнубий корейә пирезиденти мон җаин, америка қошма иштатлири, хитай вә шималий корейәниң корейә урушини рәсмий ахирлаштуруш үчүн пиринсип җәһәттин келишкәнликини елан қилди.

1747429
америка, хитай вә шималий корейә «корейә уруши»ни ахирлаштуруш үчүн пиринсип җәһәттә келишти

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, мон җаин австралийә зийарити җәрйанидики баш министир скот моррисон билән өткүзгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америка, хитай вә шималий корейәниң  1950 – 1953 – йиллар арилиқида давамлашқан корейә урушини рәсмий ахирлаштуруш тоғрисида пиринсип җәһәттин келишкәнликини ейтқан.

мон җаин урушни ахирлаштуруш қарариниң корейә, америка вә шималий корейә оттурисидики тохтитип қойулған сөһбәтләрни әслигә кәлтүрүшкә йардими болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

йапонийә 1910 - йили өзигә қошувелип 1945 - йилғичә һөкүмранлиқ қилған корейә йерим арилидин иккинчи дунйа уруши ахирлашқандин кейин чекинип чиққан, йерим аралда 1945 - йили қурулған икки һөкүмәт,  1948 - йилғичә бир – биридин «өзигә қошулуш»ни тәләп қилған. чақириқларниң үнүми болмиғандин кейин, шимал билән җәнуб айрим - айрим һалда өз дөләтлирини қурғаниди.

б д т хәвпсизлик кеңишиниң б д т қисимлирини шималий корейә ишғалийитини ахирлаштуруш үчүн корейәгә әвәтишни тәстиқлишидин кейин, түркийәму б д т тәрәптә туруп урушқа қатнишишни қарар қилғаниди.

урушта, җәнубий корейәдә 40670 нәпири б д т әскири, 137 миң 899 нәпири җәнубий корейә әскири болуп, җәмий 178 миң 569 әскәр, шималий корейәдә болса, 508 миң 797 әскәр һайатидин айрилғаниди.

корейә урушида 36 миң 940 әскирини йоқитип қойған америка қошма иштатлири, «әскири әң көп қаза қилған дөләт» кә айланған, америкадин қалса, әнглийә 1078 әскәр билән иккинчи рәттин орун алғаниди.

1950-йилидин 1953-йилғичә давамлашқан корейә уруши тинчлиқ шәртнамиси имзалаш арқилиқ әмәс, бәлки уруш тохтитиш келишимлири арқилиқ ахирлаштурулғаниди.

икки тәрәп оттурисида мәңгүлүк тинчлиқ келишими имзаланмиғачқа, җәнубий корейә билән шималий корейә пиринсип җәһәттин тарихтин буйан уруш һалитини сақлап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر