русийә: йавропаға башқурулидиған бомба орунлаштурушқа мәҗбур қалимиз

русийә йавропаға оттура мусапилиқ башқурулидиған бомба орунлаштурушқа мәҗбур қалидиғанлиқини билдүрүп, натониңму охшаш мәқситиниң барлиқини илгири сүрди.

1747502
русийә: йавропаға башқурулидиған бомба орунлаштурушқа мәҗбур қалимиз

түркийә авази радийоси хәвири: русийә муавин ташқи ишлар министири сергей рйабков «RIA» агентлиқиға байанат бәрди.

у натодин күткән хәвпсизлик капалити мәсилисидә өзлири билән көрүшмисә, ғәрб билән болған киризисларниң зорийиши мумкинликини әскәртти.

у мундақ деди:

«мәсилигә сийасий вә дипломатик һәл қилиш чариси тепилмиған әһвалда, җавабимизниң һәрбий вә техника сәвийәсидә болушиға сәвәб болиду» деди.

у йавропаға оттура мусапилиқ йадро башқурулидиған бомбиларни орунлаштурушқа мәҗбур қалидиғанлиқлирини әскәртип, бу әһвалниң йеңи сәпләрниң шәкиллинишигә сәвәб болидиғанлиқини билдүрди.

оттура мусапилиқ йадро қораллар келишими 1987-йили америка сабиқ пирезиденти роналд реган билән сабиқ советләр иттипақиниң рәһбири михаил горбачев тәриипидин имзаланған иди.

мәзкур келишим йавропада башқурулидиған бомба орунлаштурушни чәкләйду. әмма, америка русийәниң келишимгә хилаплиқ қилғанлиқини сәвәб көрситип 2019-йили келишимдин чекингән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر