ғәрбий африқа дөләтлири қуруқлуқ чегралирини ечишқа тәййарланмақта

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисигә әза дөләтләр аридин икки йилға йеқин вақит өткәндин кейин, йуқум сәвәбидин тақилип қалған қуруқлуқ чеграсини қайтидин ечишқа тәййарланмақта.

1747145
ғәрбий африқа дөләтлири қуруқлуқ чегралирини ечишқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисигә әза дөләтләрниң рәһбәрлири, 1-йанвардин башлап қуруқлуқ чегралирини ечиш тоғрисида келишти.

ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисигә әза дөләтләрниң сода, таможна вә әркин сайаһәткә мәсул комитет әзаси тей конзи интернет муһитида өткүзүлгән ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисигә әза дөләтләр йиғинида сөз қилип, чеграларниң тақилишиниң район иқтисадиға пассип тәсир көрсәткәнликини оттуриға қойди.

конзи, районниң иқтисадиниң әслигә келиши үчүн чеграни қайтидин ечиветиш керәкликини тилға елип: «йуқумға қарши туруш үчүн чеграларни алдирап – салдирапла тақаш хәлқ вә мәһсулатларниң әркин йөткилишигә пайдисиз тәсир көрсәтти» деди.

чеграларда ковид -19 тәдбирлириниң йәнила йолға қойулидиғанлиқини билдүргән конзи, чеградин өтмәкчи болған барлиқ йолучиларниң PCR тәкшүрүш испатини көрситиши керәкликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر