хитай компартийә әзалиридин 3 балилиқ болушни тәләп қилиш наразилиқ қозғиди

хитай компартийәсиниң 95 милйон әзасидин дөләтниң мәнпәәти үчүн 3 балилиқ болушни тәләп қилиши талаш-тартиш қозғиди.

1746218
хитай компартийә әзалиридин 3 балилиқ болушни тәләп қилиш наразилиқ қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң дөләткә тәвә бир хәвәр торида елан қилинған мақалида «барлиқ партийә әзалири 3 балилиқ болуши керәк, әзаларниң бойтақ турушиға, бир йаки икки балилиқ болушиға йол қойулмаслиқи лазим» дейилгән иди.

алдинқи айда елан қилинған вә иҗтимаий таратқуларда бир дәмдила күнтәртипкә айланған бу мақалә күчлүк наразилиқлар билдүрүлгәндин кейин йуйиветилған иди.

қилинған тәнқидләрдә, дөләттики турмушниң қиммәтлики вә маарип хираҗитиң йуқирилиқи алдинқи орунға чиқти.

хитайда узун мәзгилдин буйан һөкүмәт нопусниң қерип кетиши вә туғулуш нисбитиниң төвәнлишигә чарә тапалмай аварә.

бултурқи нопус тәкшүрүшидә, %18 нопусниң 60 йаштин йуқири икәнлики ениқланған иди.

хитай һөкүмити 2016-йили бир балилиқ болуш сийаситини ахирлаштуруп, туғутни риғбәтләндүрүш сийасити йолға қойған иди.

шундақлиқиға қаримай йаш нопусниң вә әмгәк күчиниң азийип кетиши һәмдә йашанғанлар нопусиниң көпийиши хитай иқтисадиға қошумчә еғир йүк болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر