америка камбоджаға експорт вә қорал ембаргоси қойди

америка қошма иштатлири камбоджаға қорал ембаргоси вә експорт чәклимиси қойғанлиқини җакарлиди.

1745284
америка камбоджаға експорт вә қорал ембаргоси қойди

түркийә авази радийоси хәвири: америка сода министирлиқи байанат елан қилип,  камбоджаға експорт вә мудапиәгә мунасивәтлик тавар вә мулазимәтләргә чәк қойушниң бүгүндин башлап йолға қойулидиғанлиқини уқтурди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниңму камбоджани қорал експорт қилиш мәни қилинған дөләтләр тизимликигә киргүзгәнлики тоғрисидики учурларни өз ичигә алған байанатта, камбоджадики өзгиришләрниң «американиң дөләт бихәтәрлики вә ташқи сийасәт мәнпәәтигә зит» икәнлики оттуриға қойулди.

байанатта,  камбоджаниң хитайниң һәрбий күчини ашуруп, тайланд қолтуқида алаһидә ишлитилидиған орунларни тәсис қилишиға йол қойушни давамлаштуруватқанлиқиға ишарәт қилинди.

америка сода ишлири министири гина раймондо, камбоджа һөкүмитиниң чириклик вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарита көрүнәрлик қәдәмләрни ташлишиш керәкликини тәкитләп: «камбоджани район вә йәршари бихәтәрликигә тәһдит селиватқан хитай армийәсиниң дөләттики тәсирини азайтиш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә чақирмиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر