париж сақчилири қашиқҗи қатиллиқ җинайитиниң сәуди әрәбистанлиқ бир гумандарини қолға алди

сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқҗиниң сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида өлтүрүлүш вәқәсигә четишлиқ бир гумандарниң фирансийәниң пайтәхти парижда қолға чүшүрүлгәнлики билдүрүлди.

1744406
париж сақчилири қашиқҗи қатиллиқ җинайитиниң сәуди әрәбистанлиқ бир гумандарини қолға алди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мәтбуатлириниң әдлийә мәнбәлирини асас қилған хәвәрлиридә, җамал қашиқҗи қатиллиқ җинайити билән четишлиқи бар бир гумандариниң париж чарлез дегол айродуруминиң чегра мудапиә сақчилири тәрипидин назарәт астиға елинғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрләрдә, 33 йашлиқ гумандар халид әлутәйбиниң сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадқа кетиш үчүн айропиланға олтуруш әснасида тутулуп қалғанлиқи билдүрүлди.

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлманға қаратқан тәнқидлири билән тонулған «вашингтон почтиси» гезитиниң истон йазғучиси җамал қашиқҗиниң 2018 – йили 2 – өктәбир сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисида өлтүрүлүп, җәситиниң парчиливетилгәнлики ашкариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر