блинкен гиретсийә баш министири билән телефонлашти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис билән телефонлашти.

1743913
блинкен гиретсийә баш министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, бу һәқтә елан қилған байанатида, ташқи ишлар министири антони блинкенниң гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис билән телефонда көрүшкәнликини, телефон сөһбитидә, русийәниң украина чеграсиға әскәр орунлаштурушиға мунасивәтлик өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «министир блинкен вә гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис, телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлириниң күчини көздин кәчүрди, русийәниң таҗавузчилиқи алдида украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллашни өз ичигә алған йавропада муқимлиқ орнитишни тәшвиқ қилишта һәмкарлиқ орнитишниң зөрүрлүкини тәкитлиди, телефон сөһбитидә, йәнә америка қошма иштатлири билән гиретсийә оттурисидики селинма паалийәтлириниң қойуқлаштурулушиниң зөрүрлүки һәққидә музакирә елип берилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر