бәсрәдә партлаш йүз бәрди

ирақниң бәсрә шәһиридә партлатқуч қачиланған мотсиклит билән елип берилған һуҗумда 4 киши һайатидин айрилди.

1744254
бәсрәдә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: бәсрә валийси әсәд идани, ирақниң рәсмий хәвәр агентлиқи (INA) ға бәргән байанатида, «партлашта 4 киши һайатидин айрилди, 4 киши йариланди» деди.

ирақ һөкүмитигә қарашлиқ бихәтәрлик ахбарат тори тәрипидин елан қилинған байанатта , бу вәқәниң партлатқуч қачиланған мотсиклитниң партилиши нәтиҗисидә йүз бәргәнлики, бихәтәрлик қисимлириниң партилаш йүз бәргән районда тәкшүрүш елип бериватқанлиқи билдүрүлди.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر