б д т афғанистан вә бирманиң б д т баш әлчи намзатлирини тәстиқлашни кечиктүрди
афғанистандики талибан вә бирмадики һәрбий – сийасий өзгириш һөкүмәтлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да вәзипә өтүши үчүн намзат көрсәткән баш әлчи кандидатлири һазирчә б д т да вәзипә өтимәйду.
түркийә авази радийоси хәвири: б д т омумий кеңишиниң етирап қилиш комитети, талибанниң (15 – авғуст) афғанистанда һөкүмәтни қолға киргүзүши вә бирмадики армийәниң (1 – феврал) һәрбий – сийасий өзгириш қозғаш арқилиқ һөкүмәтни тартивелишидин кейин, бу дөләтләргә б д т да кимләрниң вәкиллик қилидиғанлиқи мәсилисини музакирә қилиш йиғини өткүзди.
дөләтләр б д т әлчиси намзатлириниң исмини тәшкилатқа йоллиғандин кейин, бу кишиләр б д т омумий кеңишиниң етирап қилиш комитети тәрипидин мақуллиниду.
б д т әзаси тоққуз дөләттин тәркиб тапқан комитетниң башлиқи шиветсийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили анна карин енестрөм, йиғиндин кейин, комитетниң б д т да афғанистан вә бирмаға кимләрниң вәкиллик қилидиғанлиқи тоғрисидики қарарини кечиктүргәнликини уқтурди.
кечиктүрүш қараридин кейин талибан вә бирма армийәсиниң б д т ға көрсәткән баш әлчи намзатлири һазирчә дөләтлиригә вәкиллик қилмайду.
талибан, байанатчилиридин суһәйл шаһинни б д т баш әлчиликигә намзат көрсәткәниди.