йапонийә билән йавропа иттипақи һинди - тинч окйанда һәмкарлиқ орнитишни қарар қилди

йапонийә билән йавропа иттипақи «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан» бәрпа қилиш үчүн һәмкарлишип һәрикәт қилишни қарар қилди.

1740638
йапонийә билән йавропа иттипақи һинди - тинч окйанда һәмкарлиқ орнитишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә баш вәзири кишида фумио, йавропа кеңиши рәиси чарлез мишел билән телефонлишип, икки дөләт вә районға алақидар тәрәққийатлар тоғрисида сөзләшти.

йапонийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға қариғанда, телефон сөһбитидә, икки рәһбәр «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан» бәрпа қилиш йолида һәмкарлишип һәрикәт қилши тоғрисида келишкән.

кишида йавропа иттипақи йолға қойған «һинди-тинч окйан истратегийәси» үчүн мишелға рәһмәт ейтти.

икки рәһбәр, тор бихәтәрлики, йешил техника вә йапонийә-йавропа иқтисадий һәмкарлиқ келишимигә асасән тәминләш зәнҗириниң муқимлиқини күчәйтиш қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида бирдәклик һасил қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر