иран билән йадро музакирлири әтә башлинидиған болди

иран билән йадро келишимигә қатнашқан тәрәпләр оттурисидики келишимни әслигә кәлтүрүш вә американиң крелишимгә қайтиши музакирә қилинидиған, бирақ ийун ейида тохтап қалған йадро сөһбәтлириниң йәттинчи нөвәтлики әтә башлинидиған болди.

1739772
иран билән йадро музакирлири әтә башлинидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: авистирийәниң пайтәхти вйенада башлинидиған сөһбәткә йавропа иттипақиниң маслаштуриши билән йадро келшиимгә тәрәп болған иран, русийә, хитай, әнгилийә, франсийә вә германийә (4 + 1 дөләтлири) қатнишиду.

2018-йили келишимдин өз алдиға чекингән америка болса, сөһбәткә васитилиқ қатнишидиған болди.  

гәрчә америка иран билән биваситә музакирилишишни халисиму, теһран даирилири келишимгә толуқ қайтип кәлмигүчә вашингтон билән биваситә музакирилишишни рәт қилип кәлмәктә.

америка иранниң келишимдики вәдисигә қайтип келишини тәләп қилмақта.

теһран  даирилири болса, йадро келишимидин айрилған тәрәп болуш сүпити билән, дәсләптә вашингитон даирилириниң келишимгә қайтип, ембарголарни бикар қилишини вә келишимдин қайта айрилмаслиқиға капаләт беришини  тәләп қилмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر