хитай афғанистанға уйғур аптоном районидин инсанпәрвәрлик йардими йоллиди

хитай афғанистанға қиш айлиридин илгири 1000 тонна инсанпәрвәрлик йардими йоллиди.

1736933
хитай афғанистанға уйғур аптоном районидин инсанпәрвәрлик йардими йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, 50 контейнер кийим-кечәк, йемәклик вә еһтийаҗлиқ буйумлар қачиланған йүк пойизи уйғур аптоном районидин йолға чиққан.

йүк пойизиниң 12 күндә афғанистанға йетип бериши мөлчәрләнмәктә.

хитай авғуст (2021) ейида американиң чекиниши билән талибан афғанистанниң контироллуқини алқиниға алғандин буйан уйғур аптоном районидин афғанистанға үч йүк пойизида җәмий 2600 тонна инсанпәрвәрлик йардими әвәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر