йавропа иттипақи беларусийәгә қаритилған 5- ембарго пиланини тәстиқлашқа келишти

йавропа иттипақи рәһбәрлири беларусийәгә қаритилған 5- ембарго пиланини тәстиқлаш тоғрисида келишим һасил қилди.

1734395
йавропа иттипақи беларусийәгә қаритилған 5- ембарго пиланини тәстиқлашқа келишти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири вә йавропа-шәрқ ортақлиқ мунасивити ташқи ишлар министирлири учришишидин кейин, байанат елан қилди.

у: «биз беларусийәгә қаритилған 5- ембарго пиланиға қошулдуқ, алдимиздики күнләрдә ахирқи басқучқа кириду» деди.

у ембаргониң даирисини кеңәйтиш қарариниң, аҗиз көчмәнләрни експилататсийә қилидиғанларни техиму ениқ шәкилдә җазаға тартишқа шараит һазирлап беридиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر