исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа бир пәләстинликни шеһит қилди

исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа қилған һуҗуми җәрйанида, рас оқ чиқирип бир пәләстинликни шеһит қилди.

1734412
исраилийә қисимлири ишғалийәт астидики ғәрбий қирғаққа бир пәләстинликни шеһит қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шаһитларниң ейтишичә, исраилийә армийәси ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта тубас шәһиригә бесип кирип, бир қисим пәләстинликләрни қолға алған.

исраилийә қисимлири һуҗумға қарши турған йашларға рас оқ вә йаш аққузуш бомбиси ишләткән, пәләстинлик йашлар әскәрләргә таш етип қашилиқ көрсәткән.

шаһитлар садам бәни авдә (26 йаш) ниң бу малиманчилиқ җәрйанида рас оқ билән йариланғанлиқини вә тубас түрк дөләт дохтурханисиға елип берилғанлиқини байан қилди.

тубас түрк дөләт дохтурханиси мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, бәни авдә сол мүрисидин кирип қәлбигә тәккән оқ сәвәбидин қаза қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر