америка билән хитайниң килимат мәсилсидә келишим һасил қилғанлиқи билдүрүлди

дунйада атмосфераға әң чоң карбон қойуп беридиған америка билән хитай гласгов (Glasgow) килимат башлиқлар йиғини рамкисида, килимат өзгиришигә қарши туруштики һәмкарлиқни тезлитиш тоғрисида келишим түзгәнликлирини елан қилди.

1732515
америка билән хитайниң килимат мәсилсидә келишим һасил қилғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири:  америка билән хитайниң гласгов башлиқларйиғинида келишим һасил қилинғанлиқини билдүрүлди.

америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған икки дөләтниң бирләшмә байанатида, америка билән хитайниң килимат өзгириши мәсилисидики тиришчанлиқлириниң қарши елинидиғанлиқи, әмма париж келишиминиң нишаниға йетиш үчүн қилишқа тегишлик ишлар билән нөвәттә көрситиливатқан тиришчанлиқлар оттурисида зор пәрқ барлиқиниң етирап қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, икки дөләт һәмкарлиқ орнитишни пиланлиған мәзмунлар төвәндикичә:

«2020-йилларда сәра гази қойуп беришни азайтишқа мунасивәтлик  назарәт қилип башқуруш рамкилирини вә муһит өлчәмлирини турғузуш؛ пакизә енергийәниң өткүнчи мәзгилдә җәмийәттики пайдисини әң зор чәктә ашуруш؛ ахирқи саһәниң карбон қойуп беришини азайтиш вә ток ишлитишни риғбәтләндүридиған сийасәтләрни түзүш؛ йешил лайиһәләш вә қайта пайдиланғили болидиған мәнбәләрдин пайдилинишқа охшаш айланма иқтисадқа мунасивәтлик муһим саһәләрни түзүш؛ биваситә һава тутуш қатарлиқ технологийәләрни орунлаштуруш вә йолға қойуш.»

байанатта мундақ дейилди:

«америка 2035-йилиғичә карбон қойуп бериш болмиған %100 електир болуш нишани бәлгиләнди. хитай бәш йиллиқ пилан даирисидә көмүр йеқилғу қилишни азайтиш вә буни тезләштүрүш үчүн қолидин келишичә тиришиду.»

бирләшмә байанатта, келишимдә һәр икки дөләтниң тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң килимат мәсилисидә еһтийаҗлирини қамдаш үчүн 2025-йилиғичә һәр йили бирликтә 100 милйард доллар йардәм қилишни вәдә бәргәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر