һиндистанда зика вируси байқалди

һиндистанниң уттар прадәш иштатидики канпур шәһиридә 89 кишидә зика вируси байқалди.

1731326
һиндистанда зика вируси байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: канпурдики сәһийә хадими дохтур непал синг районда зика вирусиға мунасивәтлик вәқәләрниң көпийиватқанлиқини әскәртип, 89 кишидә зика вирусиниң байқалғанлиқини, буларниң ичидә 17 кичик балиниң барлиқини билдүрди.

у вирусниң тарқилишини контрол астиға елиш үчүн хадимларниң тәшкилләнгәнликини әскәртти.

уттар прадәш иштатиниң баш министири йоги адитванас вирусниң шәһәрдә тез тарқиливатқанлиқини билдүрүп, мәсулларға тазилиқ хизмәтлирини тезләштүрүш тоғрисида буйруқ чүшүрди.

райондики сәһийә мәсуллири канпур шәһиридә зика вирусиниң 23-өктәбир (2021) дә байқалғанлиқини вә шу күндин тартип тез тарқалғанлиқини қәйт қилди.

зика вируси кишиләргә <<Aedes aegypti>> түридики пашаниң чеқиши сәвәбидин йуқиду.

адәмдин адәмгә йуқидиған, қизитма, көз қизириш, қусуш, һөтәл, баш, москул вә боғум ағриси болған кесәлликләрниң, мәхсус давалаш усули йаки алдини алидиған ваксина йоқ.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر