сири ланкадики кәлкүндә 5 киши қаза қилди

сири ланкада қаттиқ йамғур сәвәбидин йүз бәргән кәлкүндә, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда 5 киши қаза қилған.

1730741
сири ланкадики кәлкүндә 5 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «News18» ниң хәвиригә қариғанда, алақидар мәсуллар дөләтниң шимал, оттура җәнуб вә ғәрбий шимал районлириниң кәлкүнниң тәсиригә әң көп учриғанлиқини билдүргән.

қаттиқ йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүндә 5 кишиниң җенидин айрилғанлиқини вә 4 миңдин артуқ кишиниң қапселип қалғанлиқини билдүргән сири ланка һөкүмәт даирилири, район аһалилирини тағ гөмүрүлүп чүшүш еһтималлиқидин агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر