алҗирийә билән италийә үч муһим келишим имзалиди

алҗирийә билән италийә маарип, адаләт вә мәдәнийәт мираслирини қоғдаш  мәсилисидә үч келишим имзалиди.

1730309
алҗирийә билән италийә үч муһим келишим имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: италийә пирезиденти сергийо маттарелланиң алҗирийәгә қилған 2 күнлүк зийарити даирисидә, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқини ашуруш үчүн қәдәмләр ташланди.

алҗирийә хәвәр агентлиқи «APS» ниң хәвәр қилишичә, маттарелланиң зийарити даирисидә имзаланған тунҗи келишим пайтәхт алҗирийәдә хәлқаралиқ италийә мәктипиниң ечилиши болған. бу келишимгә алҗирийә тәрәптин ташқи ишлар министири рамтане ламамра вә италийә ташқи ишлар министири луиги ди майо имза қойған.

тәрәпләр йәнә, алҗирийә әдлийә мәктипи билән италийә әдлийә мәктипиниң қериндаш мәктәп болишини өз ичигә алған бир келишим имзалаш арқилиқ алҗирийәниң шималидики типаза шәһиридә турушлуқ мәдәнийәт мирасларни қоғдаш вә әслигә кәлтүрүш алий мәктәплири билән римдики мәркизи әслигә кәлтүрүш институти оттурисидиму һәмкарлиқ келишими түзгән.

маттарелланиң зийарити даирисидә, алҗирийәлик мәнсәпдиши абдулмәҗид теббундин башқа йәнә парламентниң төвән вә йуқири қанатлириниң башлиқлири биләнму көрүшидиғанлиқи һәмдә деңиз саһили шәһири аннабани зийарәт қилидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر