б д т: бирмада һәрбий – сийасий өзгириштин кейин инсанийәткә қарши җинайәт садир қилинған

бирләшкән дөләтләр тәшкилати дәлил-испатларниң бирмада һәрбий – сийасий өзгириштин кейин инсанийәткә қарши җинайәт садир қилинғанлиқини көрситидиғанлиқини билдүрди.

1730187
б д т: бирмада һәрбий – сийасий өзгириштин кейин инсанийәткә қарши җинайәт садир қилинған

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати бирма мустәқил тәкшүрүш миханизиминиң мәсули николас комҗйән, бирмада һәрбий – сийасий өзгириштин кейин пуқраларға қаритилған кәң көләмлик вә системилиқ һуҗумларниң «инсанийәткә қарши җинайәт» тәшкил қилидиғанлиқини испатлайдиған дәлил-испатларниң топланғанлиқини ейтти.

комҗйән, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш мәркизидә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бирмада йүз бәргән 1-феврал һәрбий – сийасий өзгиришидин кейин, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири мәсилисидә 1.5 милйон парчидин артуқ дәлил – испат топлиғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, һәрбий – сийасий өзгириштин кейин, роһиңйа мусулманлириға қаритилған зулум вә зораванлиқниң көпийип көпәймигәнлики һәққидә тохтилип, «һәм улар һәм башқа етник гуруппилар, илгирикигә қариғанда техиму  көп хирис вә хәтәр астида» деди.

у йәнә, нәфрәт учурлирини тарқитиш билән әйибләнгән аммиви ортақлишиш тор бети Facebook тин, бирма мустәқил тәкшүрүш миханизими билән техиму көп учурларни һәмбәһирлишини күтүватқанлиқлирини қәйт қилди, һәмдә башқа тәшкилатларниму өзлири билән дәлил – испат тәшкил қилидиған учурларни ортақлишишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر